исраилийә армийәси пәләстинликләрни йариландурди

исраилийә армийәси ишғал астидики қуддусниң шималиға җайлашқан қәләндийә районида икки пәләстинликни йариландурди.

1350981
исраилийә армийәси пәләстинликләрни йариландурди

түркийә авази радийоси хәвири: пәләстин қизилай җәмийити тәрипидин бу һәқтә елан қилинған байанатта мундақ дейилди: «сәһийә әтрәтлиримиз қәләндийә районидики контирол нуқтисида йүз бәргән тоқунуш әснасида исраилийә армийәсиниң оқ чиқириши нәтиҗисидә йариланған икки пәләстинликни дохтурханиға орунлаштурди.

америка қошма иштатлири пирезиденти доналд трамп аталмиш «оттура шәрқ пилани» ни елан қилғандин кейин, пәләстинниң ийордан дәрйасиниң ғәрбий қирғиқи вә қуддус шәһиридә өткүзүлүватқан намайишларда, исраилийә ишғал күчлири билән пәләстинликләр оттурисида сүркиләшләр давамлашмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر