б д т  митига айродурумиға қилинған һуҗумни әйиблиди

бирләшкән дөләтләр тәшкилати ливийә ишлири башқармиси ливийәниң пайтәхти траблустики митига айродуруми вә әтрапиға қилинған һуҗумни қаттиқ әйиблиди.

1348181
б д т  митига айродурумиға қилинған һуҗумни әйиблиди

түркийә авази радийоси хәвири: б д т  ливийә ишлири башқармисиниң аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә елан қилинған байанатта мундақ дейилди: «траблустики митига айродуруми вә әтрпға қилинған, икки пуқраниң йарилинишини кәлтүрүп чиқарған һуҗумни қаттиқ әйибләймиз. бу һуҗум хәлқара инсаний һоқуқниң очуқ - ашкара һалда дәпсәндә қилинишидур. пуқралар ишлитидиған бирдинбир айродурум болған митига айродуруминиң пат - пат һуҗум нишаниға айлинип қелиши, икки милйон нопусқа игә траблус хәлқини сайаһәт һоқуқидин мәһрум қилиш дегән уқумни билдүриду.»

хәлқара  җәмийәт тәрипидин етирап қилиниватқан ливийә миллий кеңәш һөкүмитигә қарашлиқ күчләр елип бериватқан бурқан әлғәзәб һәрбий һәрикити, ливийәниң шәрқидики  қанунсиз қораллиқ күчләрниң рәһбири хәлифә һәфтәргә қарашлиқ хәлқ әскәрлириниң түнүгүн пайтәхт траблустики митига айродуруми әтрапиға қилған һуҗумлирида, маракәшлик бир пуқраниң өлгәнликини, 5 ливийәликниң йариланғанлиқини уқтурғаниди.

башқурулидиған бомба һуҗуми сәвәбидин митига айродурумиға қонмақчи болған ливийә һава йоллири ширкитигә аит бир йолучилар айропилани қонуш мәнзилгаһини өзгәртишкә мәҗбур болғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر