вирус апити؛ тибәт вә чиңхәйдин башқа хитайниң барлиқ районлириғичә кеңәйди

хитай малийә министирилиқи вухәндики апәткә қарши туруш үчүн аран 1 милйард йүән (йәни 144 милйон доллар) айриғанлиқини җакарлиди.

1346411
вирус апити؛ тибәт вә чиңхәйдин башқа хитайниң барлиқ районлириғичә кеңәйди

түркийә авази радийоси хәвири: хитайниң вухән шәһиридә оттуриға чиққан йеңи типлиқ коронавируси (2019-nCoV) апити йүзисидин 830 киши йаллуғланди вә 25 киши өлди.

тибәт аптоном райони вә чиңхәй өлкисидин башқа хитайдики барлиқ район вә алаһидә мәмурий районларғичә кәң тарқалған коронавироси (2019-nCoV) билән йуқумланғанларниң сани 830 ға чиқти. булардин 177 кишиниң әһвали интайин еғир.

йәнә бир тәрәптин йуқумланған кишиләр билән учрашқан кишиләр арисидин дохтурханида көзитиш астиға елинғанларниң сани 8420 кишигә йәтти. вирус йуққан болуш еһтимали йуқири кишиләрниң сани болса, 1072 кишигә өрлигәнлики елан қилинди.

бәзи шәһәрләрдә май қачилаш понкити, дохтурхана, дора дуккини вә күндилик еһтийаҗлиқ буйумлар магезинлиридин башқа барлиқ сода сарай, ширкәт вә органлар вақитлиқ иш тохтатти. буниң билән биргә йәнә, бәзи шәһәрләр арисидики қатнаш йоллири қисмән қатнаштин тохтитилди.

хубей өлкилик һөкүмәт тәрипидин елан қилинған байанатта, өлкидики барлиқ сайаһәт ширкәтлириниң паалийәтлириниң вақитлиқ тохтитилғанлиқи елан қилинди.

университетлар, башланғуч вә оттура мәктәптин башқа йәнә, йәслиләрниңму оқуш башлаш вақти кечиктүрүлди. шәһәрдики сақчи вә һәрбий қисим хадимлириниң дәм елишлири әмәлдин қалдурулди.

бу җәрйанда, хитай малийә министирилиқи вухәндики апәткә қарши туруш үчүн аран 1 милйард йүән (йәни 144 милйон доллар) аҗратқанлиқини җакарлиди.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر