фирансийә уйушмилири кишиләрни намайиш қилишқа чақирди

фирансийәдә ишчилар уйушмилири пирезидент макрон һөкүмитиниң пенсийә ислаһатиға қарши наразилиқ билдүрүш үчү 24-йанвар (2020) мәмликәт миқйасида қайтидин намайиш қилишни чақириқ қилди.

1341890
фирансийә уйушмилири кишиләрни намайиш қилишқа чақирди

түркийә авази радийоси хәвири: фирансийәдә баш әмгәк федератсийәллири бирләшмиси уйушмиси вә әмгәк күчи уйушмилирини өз ичигә алған уйушмилар ортақ байанат елан қилди.

байанатта, пенсийә ислаһатиниң әмәлдин қалдурулуши үчүн күрәш қилишниң давамлишиши керәклики қәйт қилинди.

байанатта йәнә, ислаһат лайиһәси министирлар кеңишигә сунулидиған 24-йанварда, мәмликәт миқйасида намайиш қилиш чақириқ қилинди.

билдүрүлишичә, бүгүн (16-йанвар) му мәмликәт миқйасида пенсийә ислаһатиға қарши намайиш өткүзүлидикән.

фирансийә баш министири едвард филип (Edouard Philippe) пенсийә ислаһатида ишчиларниң толуқ пенсийә мааши алалиши үчүн оттуриға сунулған 64 йаш тәклипидин вақитлиқ ваз кечилидиғанлиқини елан қилған иди.

у пенсийә маашиниң әң аз дегәндә миң йавро болидиғанлиқини билдүрүп: «пенсийә мааши 62 йашта қалиду, әмма ишчилар пенсийә маашини толуқ елиши үчүн 64 йашқичә ишләйду. 1975-йилидин бурун туғулғанлар йеңи систминиң тәсиригә учримайду» дегән иди.

макрон һөкүмити пенсийә ислаһатини әмәлийләштүрүшни тәләп қиливатқан болсиму, уйушмилар ислаһатниң әмәлдин қалдурулушини тәләп қилмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر