афғанистанда йүз бәргән бомба һуҗуми җанға замин болди

афғанистанниң шималида йүз бәргән бомба һуҗуми икки кишиниң җениға замин болди.

1340639
афғанистанда йүз бәргән бомба һуҗуми җанға замин болди

түркийә авази радийоси хәвири: бәлх вилайәтлик җамаәт хәвпсизлики баш идарисиниң байанатчиси адилшаһ адилниң билдүрүшичә, вилайәтниң мәркизи мазар шериф шәһиридә йол четигә орунлаштуруп қойулған икки бомбиниң арқимуарқа партлиши нәтиҗисидә икки киши һайатидин айрилған, 9 киши йариланған. һуҗумниң җавабкарлиқини техичә һечким өз үстигә алмиған.

шаһитларниң билдүрүшичә, бомбилар бәлх наһийәси һакими гүлбаз ханниң өйиниң алдида партлитилған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر