боснийә-гертсеговинадики бир тарихий җамә һуҗумға учриди

боснийә-гиретсеговинаниң серблар зич топлишип олтурақлашқан босанска дубиҗа шәһиридики тарихий базар җамәсиниң деризилири чеқиветилди, тамлириға зийанға учриди.

1340265
боснийә-гертсеговинадики бир тарихий җамә һуҗумға учриди

түркийә авази радийоси хәвири: боснийә-гиретсеговинаниң босанска дубиҗа шәһиридә 17-әсирдә селинған вә боснийәдики урушта вәйран болғандин кейин 2003-йили ремонт қилинип йеңидин ечилған җамәгә қилинған һуҗум, шәһәрдики мусулман бошнақларниң наразилиқини қозғиди.

икки миң әтрапида мусулман олтурақлашқан шәһәрниң баш имами сафәт бегановиҗ йәрлик даириләргә һуҗум тоғрисида мәлумат берилгәнликини билдүрүп, һуҗумчиларниң җамә кочисидики орундуқларниму бузувәткәнликини қәйт қилди.

боснийә-гиретсеговина ислам бирләшмисиниң байанатида, шәһәрдики тарихий җамәниң өткән йили (2019) му буниңға охшайдиған һуҗумға учриғанлиқини хатириләтти.

шәһәрниң серблардин болған шәһәр башлиқи раденко релжиҗ һуҗумни әйибләп, шәһәрлик һөкүмәтниң җамәгә селинған зийанларниң орнини толдуруп беридиғанлиқини ейтти.

боснийә-гертсеговинаниң киродийә чеграсиға җайлашқан босанска дубиҗа шәһиридә, 2013-йилидики нопус тәкшүрүшкә асасланғанда, 18 миң әтрапида серб, 2 миң әтрапида бошнақ вә наһайити аз санда хирват йашайду. 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر