нигерда террорчиларниң һуҗумида нурғун әскәр өлди

нигерниң ғәрбидики тиллабери районида террорчиларниң бир һәрбий лагерға қилған һуҗумида 25 әскәр һайатидин айрилди.

1338312
нигерда террорчиларниң һуҗумида нурғун әскәр өлди

түркийә авази радийоси хәвири: нигер дөләт мудапиә министирлиқи байанатчиси сулаймани газобиниң дөләтлик телевизийә қанилиға бәргән байанатида әскәртишичә,  террорчилар түнүгүн кәчтә нигер – мали чеграсидики тиллабери райониға қарашлиқ чинагодрар йезисидики бир һәрбий лагерға  һуҗум қилған, һуҗумда 25 әскәр өлгән, 6 әскәр йариланған. һуҗумдин кейин әскәрләр билән террорчилар оттурисида йүз бәргән тоқунушта 63 террорчи өлтүрүлгән.

нигер таратқулириниң хәвәр қилишичә, һуҗумда 31 әскәр һайатидин айрилған.

дөләтниң тиллабери районида алдинқи ай террорчиларниң бир һәрбий базиға қилған һуҗумида тәхминән 70 әскәр өлгәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر