данийә әскәрлири ирақ әскәрлиригә бериватқан тәлим – тәрбийәни тохтатти

ирақта америка вә иран оттурисида йүз бәргән җидичилик сәвәбидин данийә әскәрлири ирақ әскәрлиригә бериватқан тәлим – тәрбийәни вақитлиқ тохтатти.

1334779
данийә әскәрлири ирақ әскәрлиригә бериватқан тәлим – тәрбийәни тохтатти

түркийә авази радийоси хәвири: данийә армийәси тәрипидин елан қилинған байанатта, ирақта даешқа қарши иттипақдаш қисимлар тәрипидин елип бериливатқан «Operation Inherent Resolve» намлиқ һәрбий һәрикәт даирисидә, ирақ әскәрлиригә тәлим бериватқан данийә әскәрлириниң тәлим тәрбийәни вақитлиқ тохтатқанлиқи билдүрүлди. 

данийә армийәсиниң бихәтәрликидин әндишә қилип, тәлим тәрбийәни вақитлиқ тохтатқанлиқи, данийә әскәрлирниң һазирқи әһвалиниң йахши икәнлики вә бихәтәрлик тәдбирлири сәвийәсиниң йуқири пәллигә чиқирилғанлиқи уқтурулди. данийәниң ирақта 200 гә йеқин әскири барлиқи елан қилинди.

шималий атлантик әһди тәшкилати (нато) тәрипидин елан қилинған байанатта, ирақтики тәлим тәрбийә паалийәтлириниң вақитлиқ тохтитилғанлиқи җакарланған иди. 


خەتكۈچ: #ирақ , #данийә

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر