америкиниң баграмдики һава армийә базисиға йеқин җайда партлаш йүз бәрди

афғанистанниң пайтәхти кабул әтрапидики америка қошма иштатлири қисимлириға тәвә баграм һава армийә базисиға йеқин җайда аптомобил бомба һуҗуми йүз бәрди.

1321509
америкиниң баграмдики һава армийә базисиға йеқин җайда партлаш йүз бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: афғанистанниң пайтәхти кабул әтрапидики америка қошма иштатлири қисимлириға тәвә баграм һава армийә базисиға йеқин җайда мәйданға кәлгән аптомобил бомба һуҗумида, дәсләпки мәлуматларға қариғанда 50 адәм йариланди.

парван вилайитиниң баграм наһийәси һакими абдушшукур қуддуси байанат берип, аптомобил бомбиниң бу қетим баграм һава армийә базисиға йеқин йәрдики сәһийә мәркизини зәрбә обйекти қилип таллиғанлиқини, вәқәдә, дәсләпки тәкшүрүшләргә асасланғанда, 50 адәмниң йариланғанлиқини, әтраптики көплигән өй – маканниң талапәткә учриғанлиқини билдүрди.

нәқ мәйдандики әһвалларни көргүчиләр болса, һуҗумдин кейин районда етишиш авазлириниң аңланғанлиқини билдүрди.

һазирғичә һечқандақ тәрәп һуҗумниң җавабкарлиқини үстигә алмиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر