баш әлчи 10 долларлиқ китаб оғрилаш билән әйибләнди

мексика ташқи ишлар министири маркело ебрард 10 долларлиқ китаб оғрилаш билән әйибләнгән мексиканиң буенос әйреста турушлуқ баш әлчиси оскар рикардо валерониң дәрһал қайтуруп келингәнликини елан қилди.

1319917
баш әлчи 10 долларлиқ китаб оғрилаш билән әйибләнди

түркийә авази радийоси хәвири: мексика ташқи ишлар министири маркело ебрард тивиттер һесабида елан қилған байанатида, «интизам тәкшүрш комитетиниң атақлиқ бир китабханидин китаб оғрилаш билән әйибләнгән аргентинада турушлуқ баш әлчиниң әһвалини тәкшүрүшини тәләб қилдим вә өзиниңму қайтип келиши һәққидә буйруқ чүшүрдүм. әгәр көрүнүшләрниң тоғра икәнлики тәстиқланса, вәзиписидин елип ташлиниду. сахтипәзликкә қәтий йол қойулмайду» деди.

аргентина мәтбуатлирида тарқитилған көрүнүшләрдә, 76 йашлиқ баш әлчиниң 26өктәбирдә буенос әйресниң әң атақлиқ китабханилиридин «ел атенийо гиранд сиплендид» тә, ишкаптин алған бир китабни гезитниң арсиға қойғанлиқи вә пулини төлимәстин чиқип кәтмәкчи болғанлиқи, дәрвазидин чиқидиған чағда доккан сигнали челинғандин кейин, бихәтәрликни сақлаш хадимлири тәрипидин тосуп қилинғанлиқи көрүниду. 

бихәтәрликни сақлаш хадими оскар рикардо валерониң талунини сүрүштә қилип, китабниң сетивилинмиғанлиқини байқиғандин кейин, әһвални сақчиға мәлум қилиду, сақчилар мексика баш әлчиси һәққидә дело турғузиду. 

баш әлчи һәққидә оғрилиқ җинайити билән дело ечилған болсиму, бирақ аргентинада баш әлчиләр дипломатик һәқ һоқуққа игә болғанлиқи йүзисидин назарәткә елинишқа вә сотқа чиқирилишқа болмайду шундақла җазасиму әпу қилиниду.

мексика баш әлчиси оскар рикардо валеро оғрилаш билән әйибләнгән китабниң қиммити 10 доллар болуп, фирансийәлик тарихшунас гуй ногорет тәрипидин йезилған «ойунпәрәс, пашиваз гиакомо касанованиң тәрҗимәһали» дегән китаб икәнлики билдүрүлди. 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر