әнглийәдә бир айропилан радардин йоқилип кәтти

әнглийәниң галлер районида бир айропиланниң радардин йоқилип кәткәнлики вә издәп қутқузуш хизмәтлириниң давамлишиватқанлиқи билдүрүлди.

1312358
әнглийәдә бир айропилан радардин йоқилип кәтти

түркийә авази радийоси хәвири: әнглийә саһил бихәтәрлики әтрити тәрипидин елан қилинған байанатта, бир йеник типлиқ айропланниң түнүгүн (25-нойабир) шу йәрниң вақти 12:50 өткәндә пуффин арили әтрапида радардин йоқилип кәткәнлики уқтурулди. издәп қутқузуш хизмәтлири башланғанлиқи вә районға катерларни йоллиғанлиқи тәкитләнди.

шималий галлер сақчи даирилирниң байанатида болса, шу йәрниң вақти саән 12:59 өткәндә бир айропиланниң чүшүп кәткәнликигә даир хәвәр тапшуруп алғанлиқи билдүрүлди.

сақчиларниң байанатида, айропиланда қанчә кишиниң барлиқи һәққидә мәлумат берилмиди. сақчиларниң издәп қутқузуш хизмәтлиридә, саһил бихәтәрлик әтрәтлиригә йардәм қиливатқанлиқи уқтурулди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر