һәрбий форма кийивалған қораллиқ кишиләр 13 кишини тутуп кәтти

түнүгүн (25-нойабир) ахшам чоң йолда, бир минибусни тохтитип, ичидики 18 кишидин 13 кишиниң тутуп кәткән һәрбий формилиқ қораллиқ кишиләрниң кимлики техичә ениқланмиди.

1312947
һәрбий форма кийивалған қораллиқ кишиләр 13 кишини тутуп кәтти

түркийә авази радийоси хәвири: ғәрбий африқа дөләтлиридин нигерийәдә һәрбий форма кийивалған қораллиқ кишиләр бир аптомобилни тосуп, ичидики 13 кишини тутуп кәтти.

йәрлик мәтбуатларниң хәвәрлиргә асасланғанда, һәрбий форма кийивалған вә кимлики техичә ениқланмиған қораллиқ гуруһ нигерийәниң пайтәхти абуҗа билән җәнубидики локоҗани туташтуридиған чоң йолда, түнүгүн ахшам бир минибусни тохтитип, ичидики 18 кишидин 13 кишиниң тутуп кәткән.

тутуп кетилгән кишиләрни қутқузуш үчүн нгерийә бихәтәрлик хадимлириниң җиддий хизмәт башлиғанлиқи билдүрүлди.

нигерийәдә қораллиқ гуруһларниң йәрлик вә чәт әллик кишиләрни тутуп кетип, қойуп бериш бәдилигә пул тәләп қилиши омумлашқан болуп, хәлқ бу җәһәттә һөкүмәтни әйибләп, һечқандақ қарши тәдбир йолға қойалмиғанлиқини билдүрмәктә.  



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر