хоңкоңда аридин 6 күн өткәндин кейин мәктәпләрдә дәрс башланди лекин намайишлар тохтимиди

хоңкоңда башланғуч вә оттура мәктәпләрдә бүгүн йеңидин дәрс башланған пәйттә, мәктәп формиси кейигән вә йүзлиригә маска тақивалған йүзләрчә оқуғучиниң хоңкоңниң бәзи кочилирида қатнашни тосуп, намайиш өткүзгәнлики билдүрүлди.

1309613
хоңкоңда аридин 6 күн өткәндин кейин мәктәпләрдә дәрс башланди лекин намайишлар тохтимиди

түркийә авази радийоси хәвири: хоңкоңда кәң - көләмлик намайишлар сәвәбидин оқу - оқутуш ишлири вақитлиқ тохтитилған башланғуч вә оттура мәктәпләрдә аридин 6 күн өткәндин кейин бүгүн йеңидин дәрс башланди.

хоңкоң сақчилири, техника университетидики вәқәләр башланған йәкшәнбә күнидин буйан тәхминән 1100 кишиниң назарәткә елинғанлиқини вә йүзлигән кишиниң йаридар болғанлиқини елан қилди. 

техника университетида болса, һазирму йүзлигән оқуғучи сақчиларниң қоршави астида турмақта.

сақчилар оқуғучиларниң унивестеттин қечип кетип қелишиниң алдини елиш үчүн унверситетниң пүтүн әтрапини бихәтәрлик җәмбиригә алғанлиқини елан қилди.

аридин алтә күн өткәндин кейин башланғуч вә әттура мәктәпләрдә дәрс башланған пәйттә, бүгүн мәктәп формиси кейигән вә йүзлиригә маска тақивалған йүзлигән оқуғучиниң хоңкоңниң бәзи кочилирида қатнашни тосуп, намайиш өткүзгәнлики қәйт қилинди.

намайишчиларниң бәзи йолларни қатнаштин тосоп қойғанлиқи, аптобус вә пойиз қатнашлириниң тосқунлуққа учриши сәвәбидин омумий қатнаш вә аммивий қатнашларниң ақсап қалғанлиқи, бәзи йойиз истансилириниң болса, алдинқи намайишларда тақалғанчә һазириғичә ечилмиғанлиқи билдүрүлди.  

хоңкоң қатнаш идариси мәсуллири хоңкоң вә кавлонни бир биригә туташтуридиған кирос һарбур тонели тақиветилгәнлдин кейин, қатнаш зичлиқини һәл қилиш үчүн һәқсиз парахот қатнашлирини йолға қойғанлиқини ейтти.

хоңкоң һөкүмити мәсуллири қатнашниң ақсап қелиши түпәйлидин бәзи карханичиларниң иш вақтини узатиши керәклики һәққидә чақириқ елан қилди.

хоңкоң сақчилири, «намайшиларға қатнашти» дегән гуман билән назарәткә елинған йапонийәлик бир оқуғучиниң қойуп берилгәнликини уқтурди.

токйо йеза игилики университети оқуғучиси һирагу ида сәйшәнбә күни назарәткә елинған иди.

йапонийә ташқи ишлар министири мотеги тошимитсу елан қилған байанатида, һирагу иданиң хоңкоңға сайаһәт үчүн барған оқуғучи икәнликини ейтқан иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر