иранда 3500 дин артуқ мәһбус кәчүрүм қилинидиған болди

иран диний рәһбири айәтуллаһ әли һаманей 3500 дин артуқ мәһбусниң кәчүрүм қилиниши вә җазалириниң йениклитилишини өз ичигә алған тәклипни тәстиқлиди.

1306599
иранда 3500 дин артуқ мәһбус кәчүрүм қилинидиған болди

түркийә авази радийоси хәвири: айәтуллаһ әли һаманейниң ишханисидин елан қилинған йазма байанатта, сот башлиқи ибраһим рәиси тәрипидин сунулған хәлқ соти вә һәрбий сотта җазаға һөкүм қилинған 3552 мәһбусниң җазасиниң йениклитилиши вә әпу қилинишиға алақидар тәклипниң қобул қилинғанлиқи билдүрүлди.

байанатта, җинайәтчиләрни әпу қилишниң һәзәрәти муәһммәд әләйһиссалам вә 6имам җафәр сиддиқниң туғулған күнлириниң хатириси үчүн әмәлгә ашурулғанлиқи билдүрүлди.

иран сот ишлири башлиқи ибраһим рәиси диний рәһбәр айәтуллаһ әли һаманейға йазған мәктубида, керәклик шәртләргә тошидиған 3552 мәһбусниң җазалириниң йениклитилиши вә әпу қилиниши һәққидә мәхсус тәклип сунған иди. 


خەتكۈچ: #мәһбус , #иран

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر