сәуди әрәбистанда тийатир җәрйанида бир киши 3 артисни йаридар қилди

сәуди әрәбистанда падишаһ абдуллаһ бағчиси тийатирханисида сәһниләштүрүлгән бир тийатир җәрйанида, пичақ билән һуҗум қилиш вәқәси йүз берип, 1 айални қошқанда җәмий 3 сәнәтчи йаридар болди.

1304868
сәуди әрәбистанда тийатир җәрйанида бир киши 3 артисни йаридар қилди

түркийә авази радийоси хәвири: сәуди әрәбистанда чиқидиған указ гезитиниң хәвиригә асасланғанда, рийад сақчилири байанат елан қилип, тийатир сәһнисидә 3 артисқа пичақ билән һуҗум қилған бир әрәбниң қолға елинғанлиқини уқтурған.

интернет бәтлиридә тарқитилған көрүнүшләрдә, тийатир сәһнисидә артисларға бир кишиниң бичақ билән һуҗум қилғанлиқи көрүниду.

бу вәқәниң сәуди әрәбистандики көңүл ечиш һәйитигә қарши наразилиқлар йуқири пәллигә чиққан бир пәйттә йүз бәргәнлики қәйт қилинди.

көңүл ечиш һәйитиниң сәуди әрәбистанда һәр хил көңүл ичиш паалийәтлирини орунлаштуруши, сәуди әрәбистанниң қиммәт қарашлириға, өрп адәт вә әнәнилиригә зит болғанлиқи сәвәбидин еғир тәнқидләргә дуч кәлмәктә иди.

сәуди әрәбистанда йеқинқи мәзгилдин буйан елан қилинған байанатлар арқилиқ айалларға аптомобил һәйдәш, башпанаһ рухситисизму өз алдиға ширкәт қуруш, әдлийә министирлиқида ишләш, тәнтәрбийә мусабиқилирини көрүш үчүн тәнтәрбийә заллириға әркин кириш қатарлиқ һәқ һоқуқлар берилгән иди.

сәуди әрәбистанниң 2030йиллиқ нишани, айалларниң сода санаәт саһәсигә қатнишиш нисбитини %22 дин %30 гә чиқиришни өз ичигә алиду. 

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر