бағдадтики намайишларда йәнә 6 адәм җенидин айрилди

ирақ хәвпсизлик күчлириниң пайтәхт бағдадниң тиран вә һиллани мәйданлиридики намайишчиларға қилған мудахилилири нәтиҗисидә 6 адәм җенидин айрилди.

1303605
бағдадтики намайишларда йәнә 6 адәм җенидин айрилди

түркийә авази радийоси хәвири: хәвпсизлик күчлири намайишчиларни йаш аққузуш бомбиси ишлитип тарқақлаштурушқа урунди؛ һәр икки мәйдандики намайишчилар, газниң күчлүк тәсиридин қутулуш үчүн арқа кочиларға қачти, пат – пат икки тәрәп арисида сүркилиш йүз бәрди.

сәһийә саһәсидикиләрниң билдүрүшичә, мудахилә әснасида 3 адәм җенидин айрилған؛ буларни қошқанда, бағдадтики түнүгүнки намайишларда җәмий 6 адәм өлгән.

намайишчиларниң қәләси һесаблинидиған азадлиқ мәйданида болса, намайишлар һазирму давам қилмақта.

ирақлиқлар ишсизлиқ, чирикилик вә аммиви хизмәтләрниң йетәрсизликигә наразилиқ билдүрүш мәқситидә дөләтниң охшаш болмиған җайлирида намайишларни өткүзүватқан болуп, бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т) вә ирақ мустәқил кишилик һоқуқ алий комиссарлиқиниң санлиқ мәлуматлириға қариғанда,  1 – өктәбирдин буйан 280 дин артуқ намайишчи хәвпсизлик күчлириниң мудахилиси нәтиҗисидә җенидин айрилған, миңларчә киши йариланған.


خەتكۈچ: #намайиш , #ирақ

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر