ирақтики намайишлар дөләткә еғир иқтисадий зийан салған

ирақ баш министири адил абдулмәһди ирақниң һәр қайси җайлирида өткүзүлүватқан намайишларниң дөләтни еғир иқтисадий зийанларға учратқанлиқини билдүрүп, күндилик турмушниң нормалға айлинишини тәләп қилди.

1299907
ирақтики намайишлар дөләткә еғир иқтисадий зийан салған

түркийә авази радийоси хәвири: ирақ баш министири адил абдулмәһди ирақта давамлишиватқан намайишлар тоғрисида йазма байанат елан қилди.

у: «намайишчилар нишаниниң көпинчисигә йәтти. үч органни өзини қайтидин көздин кәчүрүшкә мәҗбурлиди. намайишчиларниң тәләплирини орундайдиған нурғун қарарлар елинди. намайишлар дөләтни милйард долларлиқ зийанға учратти. нурғун дөләтләр билән ички вә ташқи тәрәққийат лайиһәсини иҗра қилватқанлар йүз бериватқан вәқәләрдин әндишә қиливатиду» деди.

у нефит қудуқлириниң тәһдиткә учриши, портларға тутишидиған йолларниң тосуветилиши вә сода маллириниң киришиниң ақсап қелиши қатарлиқларниң мал баһасиниң өсүшигә тәсир қилғанлиқини билдүрүп, күндилик турмушни нормалға айландурушқа чақириқ қилди.

у бәзи гуруһларниң намайишларни пурсәт билип, йол тосуш, от қойуш, булаң-талаң қилш вә хәвпсизлик тармақлири билән тоқунуштәк қалаймиқанчилиқларни пәйда қилғанлиқини әскәртип, хәвпсизлик тармақлириға раст оқ вә җан алидиған қоралларни ишләтмәслик тоғрисида кәскин йолйоруқ чүшүрүлгәнликини қәйт қилди.

ирақ хәлқи ишсизлиқ, парихорлуқ вә иҗтимаий хизмәтләрниң йетәрсизликини сәвәб көрситип, һәр қайси җайларда намайиш қилмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر