талибан бәдәхшанға һуҗум қилди

талибан афғанистанниң бәдәхшан вилайити нусәй наһийәсидә бәш хәвпсизлик хадимини өлтүрди.

1299591
талибан бәдәхшанға һуҗум қилди

түркийә авази радийоси хәвири: талибан қораллиқ күчлири бәдәхшанниң нусәй наһийәсигә һуҗум қилип, бәш хәвпсизлик хадимини өлтүрди.

бәдәхшан сақчи идарисиниң байанатчиси санауллаһ руһани бу һәқтә байанат елан қилип, талибан қораллиқ күчлириниң нусәй наһийә мәркизигә һуҗум қилғанлиқини билдүрди.

у һуҗумда бәш хәвпсизлик хадиминиң җенидин айрилғанлиқини, чиққан етишишларда төт талибан әзасиниң өлтүрүлгәнликини әскәртти.

талибан болса, һуҗумда 10 хәвпсизлик хадиминиң өлгәнликини елан қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر