бағдади уҗуқтурулған җай һавадин синға елинди

сүрийәниң идлиб шәһиридә террорлуқ тәшкилати даешниң кативиши әбу бәкир әлбағдади уҗуқтурулған җай учқучисиз һава аппирати арқилиқ синға елинди.

1296183
бағдади уҗуқтурулған җай һавадин синға елинди
idlib bagdadi havadan goruntu1.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: идлибниң бариша йезисиға йеқин җайда елип берилған һәрикәттә, районға тик учар айропилан билән чүшүрүлгән америка әскәрлири террорчилар билән кәскин тоқунушқан иди. 

тоқунуш йүз бәргән җай һавадин синға елинди.

учқучисиз һава аппирати арқилиқ синға елинған көрүнүшләрдә, 3 өйниң пачақлап ташланғанлиқи, өйләрниң әтрапидики чедирларниң вәйран болғанлиқи вә зәйтин дәрәхлири арисидики җайда бомбиларниң тәсиридә өрәкләр шәкилләнгәнлики көрүнүп туриду.

бағдади өлтүрүлгән һәрбий һәрикәт алдинқи күни кәчтә елип берилған иди.

американиң 8 тик учар айропилани билән 2 данә учқучисиз аропилани бариша йезиси әтрапидики бир нишанни қойуқ оққа тутқан иди.

әскәрләр районға һавадин чүшүрүлгән болуп, һәрикәттн кейин тик учар айропиланлар райондин айрилған иди.

америка пирезиденти доналд трамп ақ сарайда түнүгүн елан қилған байанатида, даеш кативиши бағдадиниң сүрийәдики һәрикәттә өлүк һалда қолға чүшүрүлгәнликини җакарлиған иди.  



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر