трамп 7 дөләт гуруһи башлиқлар йиғинини өзиниң меһмансарийида өткүзмәйду

америка қошма иштатлири пирезиденти доналд трамп 2020 – йили чақирилидиған 7 дөләт гуруһи башлиқлар йиғининиң миамидики өзиниң меһмансарийида ишқа ашурулушидин ваз кәчкәнликини уқтурди.

1291080
трамп 7 дөләт гуруһи башлиқлар йиғинини өзиниң меһмансарийида өткүзмәйду

түркийә авази радийоси хәвири: трамп аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә бу һәқтә елан қилған байанатида, ахбарат васитилири билән демократларниң бу мәсилини керәксиз һалда адәттин ташқири дәриҗидә көптүрүвәткәнликини илгири сүрүп мундақ деди: «шуңа бу йиғинни миамидики < Trump National Doral > меһмансарийида өткүзүш пикридин ваз кәчтуқ, < Camp David > ниму өз ичигә алған башқа җайларда өткүзүш тоғрулуқ издинишкә башлидуқ.»

ақсарай мәхсус катипи мак булваней бу һәқтә елан қилған байанатида, америка қошма иштатлирида 2020 – йили 10 – 12 – ийун күнлири чақирилидиған 7 дөләт гуруһи башлиқлар йиғининиң, пирезидент трампниң миами шәһиридики меһмансарида ишқа ашурулидиғанлиқини уқтурғаниди.

бу қарар америка җамаәтчилики вә ахбарат васитилирида зор ғулғула қозғиған, қаидә – йосунларға уйғун әмәслики сәвәбидин қаттиқ талаш – тартиш қилинғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر