вал ситрит җорнал америкиниң й п г/ п к к қаришини тәнқид қилди

америкиниң «вал ситрит җурнал» гезитидә елан қилинған бир пачә мақалидә, әнқәрәниң бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати й п г / п к к ниң қоралландурулушиға наразилиқ билдүрүшиниң кордларға қарши туруш дәп анализ қилинишиниң наданлиқ икәнлики әскәртилди.

1284732
вал ситрит җорнал америкиниң й п г/ п к к қаришини тәнқид қилди

түркийә авази радийоси хәвири: америкидики худсон енститутиниң оттура шәрқ мәсилилири бойичә пишқәдәм мутәхәссиси майкел доран вә принсетон университети оқутқучиси майкел рейнолдс «вал ситрит җурнал» гезитидә «түркийәниң америка қошма иштатлириға қарши йоллуқ шикайәтлири бар» сәрләвһисидә мақалә елан қилди.

америка қошма иштатлири пирезиденти доналд трампниң, сүрийәниң шималидики түркийә һәрбий һәрикәт елип беришни пиланлаватқан райондин әскәрлирини чекиндүрүш қарариниң вашингтондики көплигән сийасәтчи вә истратегийә орунлириниң наразилиқини қозғиғанлиқиға ишарәт қилинған мақалидә, «бирақ бу әйибләшләрни оттуриға қойғучилар, һәқиқәтләрни нәзәрдин сақит қилишмақта» дегән ибариләргә орун берилди.

трампниң, сүрийәниң шималидики й п г / п к к ни қоллаштин ваз кечишиниң тоғра болғанлиқи тәкитләнгән мақалидә, «й п г ниң п к к билән күчлүк алақиси бар вә буни өз дәвриниң мудапиә министири аш картер 2016 – йили апрелда дөләт мәҗлисидә оттуриға қойғаниди» дегәнләр қәйт қилинди.

мақалидә йәнә, «америка қошма иштатлири, түркийә билән һәмкарлишишниң орниға п к к ниң сүрийә қанити й п г ни таллиди. түрк хәлқи бу тәшкилатни йиллардин буйан давамлишиватқан бир урушниң вә он миңларчә инсанниң өлүминиң җавабкари дәп қарайду. п к к, түркийә җумһурийитигә еғир хәвп шәкилләндүриду вә барлиқ сийасий қатламдики түркләр, бу тәшкилаттин нәпрәтлиниду. әнқәрәниң й п г / п к к ниң қоралландурулушиға наразилиқ билдүрүшини кордларға қарши туруш дәп изаһлаш наданлиқтур. бу гойаки әлқаидәгә қарши күрәшни ислам өчмәнлики дәп изаһлиғанға охшашла бир иш» дейилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر