виладимир путин туғулған күнидә өз маашини өстүрди
русийә пирезиденти виладимир путин өзиниң туғулған күнидә маашини өстүрди.
1283774
түркийә авази радийоси хәвири: путин тәрипидин имза қойулған қарарнамиға асасланғанда, русийәдә пирезидент вә пиреидентлиқ хадимлириниң мааши %4.3 өстүрүлгән.
имзаланған бу қарарнамә арқилиқ йәнә, дөләт мудапиәси, җиддий һаләт, ички ишлар министирлиқи вә федератсийә бихәтәрлик тәшкилати «FSB» қатарлиқ органларниң хадимлириниңму маашлири охшаш нисбәттә өстүрүлгән.
путин алдинқи йили пирезидентлиқ вәзиписи билән 8 милйон 600 рубли, йәни 132 миң доллар кирим қилған иди.
русйә пирезиденти виладимир путин 1952 – йили 7 – өктәбирдә туғулған болуп, бу йил 67 йашқа кирди.