русийә идлибтики пуқрави мәһәллиләргә һуҗум қилди

сүрийәдә русийәниң уруш айропиланлири идлибтики пуқрави олтурақ районлирини бомбардиман қилди.

1282321
русийә идлибтики пуқрави мәһәллиләргә һуҗум қилди

түркийә авази радийоси хәвири: һәрбий өктичиләргә аит айропилан көзитиш оргининиң билдүрүшичә,  бәшшар әсәд күчлиригә йардәм бериватқан русийәгә аит уруш айропиланлири аридин 24 күн өткәндин кейин, идлибниң шәрқий җәнубиға җайлашқан баллисе йезисини әтигән тәрәпләрдә уда бәш қетим бомбардиман қилған.

русийәниң уруш айропиланлири әң ахирқи қетим 11 – сентәбир күни идлибниң шәрқий шималидики дерқуш наһийәсигә қарашлиқ даһир вә кәфәр марес йезилирини бомбардиман қилғаниди.

бәшшар әсәд күчлириму идлибниң җәнубий қисмиға җайлашқан  һазарин, риқайә, шәйх мустафа, нуқәйир қатарлиқ олтурақ районлирини давамлиқ топқа тутмақта.

түркийә билән русийә оттурисида 2018 – йили 17 – сентәбир күни келишим лайиһәси  имзаланғандин буйан, русийә билән бәшшар әсәд күчлириниң  «<идлиб> сүркилишни азайтиш райони» ға қилған һуҗумлирида 1300 дин артуқ пуқра һайатидин айрилди, һуҗумлар қойуқ елип берилған җайлардин тинч йәрләргә, болупму түркийәниң чегра районлири әтрапиға көчкәнләрниң сани болса 1 милйон 42 миңға йәтти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر