«америка русийә билән хитайни җедәлгә селишқа урунмақта»

русийә ташқи ишлар министири сергей лавров американиң русийә билән хитайни җедәлгә селиш үчүн уруниватқанлиқини билдүрди.

1273381
«америка русийә билән хитайни җедәлгә селишқа урунмақта»

түркийә авази радийоси хәвири: русийә ташқи ишлар министири сергей лавров бир русийә журнилиға йазған мақалисида, ембарголарни вә долларниң салаһийитини йаман мәқсәтләргә ишлитишниң иқтисадта қаидигә айлинип қалғанлиқини ейтти.

американиң өз иттипақдашлирини русийәгә қарши ишлитиш тиришчанлиқида икәнликини тәкитлигән лавров, америка һөкүмитиниң шериклирини тәрсалиқ билән русийә вә хитайни бир биридин айриш үчүн сәпәрвәр қилишқа уруниватқанлиқини қәйт қилди.

сергей лавров: «йавроасийа вә асийа тинч окйан районида өз контироллуқи сиртида тәрәққий қилған көп тәрәплимилик мунасивәтләрни вә районниң маслишишчан қурулмисини бузуп ташлаш шундақла йилтизиға палта урушни халаватқан америка, русийә билән хитайни чедәлгә иттиришни арзу қиливатқанлиқиниму йошурмайду» деди.

сергей лавров американиң оттура мусапилиқ йадро күчләр келишимидин чекинип чиқип, йадролуқ башқурулидиған бомба саһәсидики барлиқ келишимләрни хәвпкә иттиргәнликини тәкитләп, американиң аләм бошлуқиға қорал орунлаштурушниму башлиғанлиқини уқтурди.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر