русийә қисимлири  сүрийәдә пуқраларға һуҗум қилди

сүрийәдә бәшшар әсәд һакимийитиниң қоллиғучиси русийәниң идлибтики пуқрави олтурақ мәһәллилиригә қилған һуҗумлирида бир пуқра һайатидин айрилди.

1267628
русийә қисимлири  сүрийәдә пуқраларға һуҗум қилди

түркийә авази радийоси хәвири: сүрийәдики һәрбий өктичиләргә аит айропилан көзитиш оргининиң билдүрүшичә, бәшшар әсәд һакимийитиниң қоллиғучиси русийәгә аит уруш айропиланлири аридин 12 күн өткәндин кейин идлибтики пуқрави олтурақ мәһәллилирини, җүмлидин идлибниң ғәрбий шималидики дәрқуш наһийәсигә қарашлиқ даһир вә кәфәр марес йезилирини бомбардиман қилған.

идлиб пуқрави қоғдиниш мәсуллириниң билдүрүшичә, һуҗумларда бир пуқра һайатидин айрилған.

бәшшар әсәд күчлири кәфрәнбил наһийәси, җәрҗәназ райони, хас, һазарин, риқайә, маар шимшә, тәл миннес, маар шимарин йезилирини топқа тутқан.

түркийә билән русийә оттурисида 2018 – йили 17 – сентәбир күни келишим лайиһәси  имзаланғандин буйан, идлиб сүркилишни азайтиш районида бәшшар әсәд күчлири билән русийәниң һуҗумлирида 219 и айал, 341 и бала болуп, җәмий 1282 пуқра җенидин айрилған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر