сүрийәдин исираилийәгә ракета етилди

исираилийә армийәси сүрийәдин исираилийә тәрәпкә арқа-арқидин бир қанчә ракета оқи етилғанлиқини билдүрди.

1266158
сүрийәдин исираилийәгә ракета етилди

түркийә авази радийоси хәвири: исираилийә армийәси сүрийәдин исираилийә тәрәпкә ракета оқи етилғанлиқи тоғрисида йазма байанат елан қилди.

байанатта, бүгүн (9-сентәбир) әтигәндә сүрийә пайтәхти дәмәшиқниң тәвәликидин исираилийә тәрәпкә ракета билән һуҗум қилинғанлиқи қәйт қилинди.

етилған ракета оқлириниң һечбириниң исираилийә тәвәликигә чүшмигәнликини әскәртилгән байанатта, мәзкур һуҗумниң җавабкари сүпитидә иранниң қоллиши астидики қуддус биригадиси әйибләнди.

байанатта йәнә, исираилийә армийәсиниң сүрийәдики барлиқ вәқәләргә бәшшар әсәд һакимийити җавабкар дәп қарайдиғанлиқи билдүрүлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر