хубейдики бир башланғуч мәктәптә қораллиқ һуҗум қилиш вәқәси йүз бәрди

хитайниң хубей өлкисидики бир башланғуч мәктәптә қораллиқ һуҗум қилиш вәқәси йүз берип, 8 оқуғучиниң җенидин айрилғанлиқи билдүрүлди.

1262807
хубейдики бир башланғуч мәктәптә қораллиқ һуҗум қилиш вәқәси йүз бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: енше шәһәрлик сақчи идариси байанат берип, чавйаңпо башланғуч мәкитипидә дәрс башлиништин бурунла 40 йашлиқ йу фамилилик бириниң оқуғучиларға қораллиқ һуҗум қилғанлиқини билдүрди.

оқуғучиларниң һуҗумға учраш шәкли вә һуҗумниң муддиаси тоғрисида мәлумат берилмигән байанатта, йеңи оқу – оқутуш йилиниң биринчи күнидә мәйданға кәлгән һуҗумда 8 оқуғучиниң җенидин айрилғанлиқи, 2 оқуғучиниң йариланғанлиқи қәйт қилинди.

сақчилар, назарәт астиға елинған гумандарни сорақ қилиш хизмәтлириниң давамлишиватқанлиқини уқтурди.

«җәнуб һәптилик хәвәрлири» исимлик бир мәһәллий гезит, гумандарниң буниңдин бурунму җинайәт садир қилишқа урунуш билән әйиблинип қамаққа елинған, ийун ейида җаза муддитини тошқузуп түрмидин чиққан бири икәнлики тоғрисидики учурларни ортақлашти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر