исраилийә сүрийәдики иранға тәвә һәрбий нуқтиларни бомбардиман қилғанлиқини илгири сүрди

исраилийә армийәси, иранниң сүрийәниң пайтәхти дәмәшиқкә йеқин җайдики бәзи һәрбий нишанлириниң бомбардиман қилинғанлиқини уқтурди.

1258066
исраилийә сүрийәдики иранға тәвә һәрбий нуқтиларни бомбардиман қилғанлиқини илгири сүрди

түркийә авази радийоси хәвири: исраилийә армийәсиниң мәтбуат ишлири ишханиси бу һәқтә йазма байанат елан қилип, түнүгүн кәчтә дәмәшиқниң шәрқий шималидики әқрәба базири әтрапида иран һимайисидики қуддус биригадасиниң бәзи орунлириниң бомбардиман қилинғанлиқини билдүрди.

байанатта, бомбардиман қилинған мәзкур орунларда, йеқинқи мәзгилләрдә сүрийәдин исраилийәгә қораллиқ учқучисиз һава аппаратлирини ишлитип һуҗум қилишниң пиланланғанлиқи илгири сүрүлди.

йәнә бир тәрәптин бәшшар әсәд һакимийитигә қарашлиқ хәвәр агентлиқи – сананиң исимсиз бир һәрбий мәнбәни тайанч қилған хәвиридә, «саәт 23 дин 30 минут өткәндә голан егизликлири арқилиқ дәмәшиқ айродурумиға қарап кәлгән дүшмән нишанлирини байқиған һава мудапиә системилиримиз һазирғичә дүшмән исраилийә бомбилириниң көпинчисини нишанға бармастинла йоқитип ташлиди» дегән ибариләргә орун берилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر