доналд трамп америка палатасиниң мусулман айал әзасини әйиблиди

доналд трамп алдинқи айдиму америка палатасиниң 4 айал палата әзасиға қарита ирқий айримчилиқ характерлиқ сөзләрни ишләткән иди.

1255770
доналд трамп америка палатасиниң мусулман айал әзасини әйиблиди

түркийә авази радийоси хәвири: америка пирезиденти доналд трамп америка палатасиниң мусулман әзаси рашида тилаибниң исраилийәгә киришиниң чәклинишигә алақидар чақирған ахбарат елан қилиш йиғинида көз йеши қилғанлиқи үстидә тохтилип, «көңлүм йерим, лекин тилаибниң көз йашлириға алданмаймән. узунғичә униң зораванлиқини, тәлвиликини вә әң муһими сөзлирини көрдүм. һазир йиғлаватамду?» деди.

доналд трамп тивиттер һесабидин елан қилған байанатида, рашида тилаиб вә илхан өмәрниң исраилийәгә киришлириниң чәклинишигә алақидар чақирған ахбарат елан қилиш йиғинини тәнқид қилди.

доналд трамп тилаибниң исраийәдин вә йәһудийлардин нәпрәтлинидиғанлиқини илгири сүрүп, «у йәһудийларға өч. у вә униң 3 дости (илхан өмәр, александира окашийо кортез вә айанна преслей) демократчилар партийәсиниң йеңи затлиридур. мушулар билән йашаңлар!» деди.

доналд трамп алдинқи айдиму йуқириқи 4 айал палата әзасиға қарита ирқий айримчилиқ характерлиқ сөзләрни ишләткән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر