түнүгүн бир җамәдә йүз бәргән бомба һуҗумда талибан рәһбири суйиқәсттин қутулуп қалди

пакистанниң җәнубида түнүгүн бир җамәгә қилинған бомба һуҗумда 5 киши өлүп 20 дин артуқ киши йаридар болған иди.

1253978
түнүгүн бир җамәдә йүз бәргән бомба һуҗумда талибан рәһбири суйиқәсттин қутулуп қалди

түркийә авази радийоси хәвири: җамәгә қилинған бомба һуҗумниң әсли нишаниниң талибан рәһбири һәйбәтуллаһ ахунзадә икәнлики илгири сүрүлмәктә.

қатарниң әлҗәзирә телевизийә қанилиниң талибанни мәнбә көрситип елан қилған хәвиригә асасланғанда, пакистанниң җәнубидики куәйта шәһиригә йеқин қучлақ йезисида җүмә намизи әснасида җамәниң мунбири астиға орунлаштурулған саәтлик бомба партлаш вәқси йүз бәргән болуп, һуҗумниң әсли нишани талибан рәһбири ахунзадә икән.

хәвәрдә, җүмә намизи үчүн җамәгә келиши мөлчәрләнгән һәйбәтуллаһ ахунзадәниң һуҗум нишани қилинғанлиқи, бирақ ахунзадәниң намазға аз қалғанда пирограммисини өзгәртип җамәгә кәлмигәнлики үчүн суйиқәсттин қутулуп қалғанлиқи илгири сүрүлди.

куәйта шәһири сақчи мәсуллири, бомба һуҗумида талибан рәһбири һәйбәтуллаһ ахунзадәниң дадиси муһәммәд хан вә ениси һәмдуллаһниң өлгәнликини, оғли әһмәдуллаһниң болса йаридар болғанлар қатарида икәнликини уқтурди.

һуҗумниң җавабкарлиқини техичә һеч қайси гуруппа өз үстигә алмиди.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر