башшар әсәдниң әсли фамилисиниң «йиртқуч, вәһший» икәнлики оттуриға чиқти

башшар әсәдниң җийәни фирас әсәд, аилә фамилисиниң әслидә «йиртқуч, вәһший» дегәнни билдүридиған «ваһш» икәнликини ашкарилиди.

1253689
башшар әсәдниң әсли фамилисиниң «йиртқуч, вәһший» икәнлики оттуриға чиқти

түркийә авази радийоси хәвири: сүрийә дөләт рәиси башшар әсәдниң өктичи җийәни фирас әсәд бовиси әли әсәдниң фамилисиниң әрәбчидә «йиртқуч, вәһший» дегән мәнини билдүридиған «ваһш» икәнликини, кейин бовисиниң бу фамилисини әрәбчидә «шир» дегәнни билдүрдиған «әсәд» кә өзгәртивалғанлиқини елан қилди.

башшар әсәдниң тағисиниң оғли болған фирас әсәд, иҗтимаий таратқу һесабидин бовиси әли әсәдниң кимлик рәсимини һәмбәһирлишип, һәқиқий аилә фамилисиниң «әсәд» әмәс, «ваһш» икәнликини ашкарилиди.   

кимлик рәсимидә бовисиниң исми әли вә фамилиси «ваһш» дәп йезилғанлиқи ениқ көрүнүп туриду.

фирас әсәдниң рәсимни «тезрақ һәмбәрһирлишиңлар вә қәйт қиливелиңлар, шикайәтләр сәвәбидин бу һөҗҗәт өчүрүп ташлиниши мумкин» дегән сөзни қошуп һәмбәһирләшкәнлики һәмминиң диққитини тартти.

фирас әсәд буниңдин илгири тарқатқан учурлирида, бәшшар әсәдниң әң аз дегәндиму 500 миң пуқрани һәмдә өз җәмәтиму мәнсуп болған әливий мәзһибигә тәвә 100 миңдин артуқ сүрийәликни өлтүргәнликини елан қилған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر