хитай һөкүмити американи хоңкоңниң вәзийитигә арилашмаслиққа чақирди

хитай һөкүмити америкаға хоңкоңға узатқан қолини кәйнигә тартишни тәвсийә қилди.

1241102
хитай һөкүмити американи хоңкоңниң вәзийитигә арилашмаслиққа чақирди

түркийә авази радийоси хәвири: хитай ташқи ишлар министирлиқиниң байанатчиси хуа чүнйиң бейҗиңда ахбарат елан қилиш йиғинида, америка елан қилған хоңкоңда җинайәтчиләрни хитайға қайтурушни асанлаштуридиған қанун тәклип лайиһәсигә қарши намайишлар тоғрисидики йиғилиш вә пикир әркинликигә һөрмәт қилиш чақириқи үстидә тохталди.

у йүз бәргән өзгиришләрниң йиғилиш вә пикир әркинлики билән мунасивитиниң йоқлуқини, ашқун қанунға хилап зораванлиқ һәрикәтләр мәсилиси икәнликини әскәртип, бу һәрикәтләрниң бивастә хоңкоңниң қанун системисиға хилап икәнликини вә бир дөләт-икки хил түзүмниң асаслириға муһим хирисларни елип кәлгәнликини билдүрди.

у бейҗиң һөкүмитиниң хоңкоң йәрлик һөкүмитини, сақчиларниң қанунға хилап зораванлиқ һәрикәтлирини җазалишини вә хоңкоң җәмийитиниң муқимлиқини қоғдишини қоллайдиғанлиқини тәкитлиди. у мундақ деди:

«хитай һөкүмити һәр қандақ чәт әл күчиниң хоңкоңниң ишлириға арилишишиға қәтий рухсәт қилмайду. һәр қандақ чәт әл күчиниң хоңкоңниң вәзийитини қалаймиқан қилишиға рухсәт қилмайду. америкаға балдуррақ хоңкоңға узатқан қара қолини тартишни тәвсийә қилимиз.»

хоңкоңда сот тәрипидин һөкүм чиқирилған йаки җинайәтчи икәнлики илгири сүрүлгән кишиләрниң хитайға вә макав (авмен) ға қайтуруп беришни асанлаштуруп беридиған қанун тәклип лайиһәси, 3-апрелда парламентқа сунулған иди.

хоңкоң 1898-йили имзаланған шәртнамә билән узун йилғичә әнглийәниң башқурушида турғандин кейин, 1997-йили хитайға қайтуруп берилгән иди. имзаланған ортақ хитабнамә рамкисида, хоңкоңға 2047-йилиғичә ташқи сийасәт вә мудапиә саһәсидә хитайниң башқуруши астида болидиған шәкилдә «бир дөләт, икки хил түзүм» сийасити билән, өзини -өзи башқуруш қоғдаш һоқуқи берилгән иди.  



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر