трамп иранға йәнә тәһдит салди

америка қошма иштатлири пирезиденти доналд трамп дөлитиниң иран тәрипидин бирәр һуҗумға учриса, қаттиқ җаваб қайтурулидиғанлиқини ейтти.

1225358
трамп иранға йәнә тәһдит салди

түркийә авази радийоси хәвири: трамп аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә, америка қошма иштатлири – иран оттурисидики сүркилиш тоғрулуқ тохталғанда, теһранниң адәгәрчилик вә меһир – шәпқәтниң немиликини чүшәнмәйдиғанлиқини илгири сүрүп, мундақ деди: «толиму әпсуски, иранлиқларниң чүшинидиғини күч – қуввәттур؛ америка қошма иштатлириму дунйа бойичә әң қудрәтлик армийәгә игә күчлүк дөләт болуп, армийәмизгә пәқәт йеқинқи икки йил ичидила 1.5 тирилйон доллар чиқим қилинди.  иран хәлқи теһран даирилириниң хата таллиши вә терроризмға мәбләғ селиши сәвәбидин дәрд - әләм тартиватиду. дәрвәқә, иран көп сандики америкилиқларниң өлүп кетишини кәлтүрүп чиқарған бомба һуҗумлириниңму җавабкаридур. иран даирилириниң нөвәттә һамақәтләрчә вә кәмситиш характерлик байанатлири уларниң һәқиқәтни чүшәнмәйдиғанлиқини көрситиду. америка иран тәрипидин бирәр һуҗумға учриса, қаттиқ җаваб қайтурулиду, чүнки әмди җон кери вә обама йоқтур.»

трамп җүмә күни иранға қарита һава һуҗуми елип берилиши тоғрулуқ йолйоруқ чүшүргәнликини, лекин 150 әтрапида иранлиқниң өлүп кетиш еһтималлиқиниң барлиқи тоғрулуқ ахбарат тапшурувалғандин кейин, һуҗум буйруқини тохтатқанлиқини ейтқаниди.

америка қошма иштатлири һөкүмити учқучисиз һава аппаратиниң иран тәрипидин етип чүшүрүветилишидин кейин, түнүгүн иранниң диний рәһбири әли һаманейниму өз ичигә алидиған шәкилдә теһранға қарита йеңи ембарголарни йүргүзүшкә башлиғаниди.

америка қошма иштатлири хәзинә ишлири министири стевен мнучин, иран ташқи ишлар министири муһәммәд җәвад зәрифниңму мушу һәптә ичидә америка қошма иштатлириниң «ембарголар йүргүзүлидиғанлар изимлики» гә киргүзүлидиғанлиқини уқтурғаниди.

иран ташқи ишлар министирлиқи байанатчиси аббас мусәви болса, америка қошма иштатлириниң иранниң диний рәһбири әли һаманей вә ташқи ишлар министири муһәммәд җәвад зәриф нишан қилинған ембарголири арқилиқ дипломатийәниң ишиклирини тамамән тақивалғанлиқини қәйт қилғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر