путин: трамп билән көрүшүшкә тәййармән

русийә пирезиденти виладимир путин америка қошма иштатлири пирезиденти доналд трамп билән көрүшүшкә тәййар икәнликини билдүрди.

1222796
путин: трамп билән көрүшүшкә тәййармән

түркийә авази радийоси хәвири: путин бу һәқтә елан қилған байанатида, мундақ деди: «америка қошма иштатлири пирезиденти доналд трамп билән көрүшүшкә тәййармән, америка қошма иштатлирида йеқинлишиватқан сайлам сәпәрвәрлик һәрикити басқучи мунасивәтлиримизни мурәккәпләштүрүветиши мумкин. шуни алаһидә тәкитләп өтимәнки, дийалог һәрдаим йахшидур, һәмишә дийалог өткүшүш үчүн тәләп бардур, әгәр америка тәрәп көңүл бөлсә, бизму дийалог өткүзүшкә тәййармиз. икки дөләтниң истиратегийәлик пиланлар, йадро қораллири ,  хәлқаралиқ муқимлиқ җәһәттин  сөһбәт елип беришиға тегишлик нурған мәсилиләр бар.»

америка қошма иштатлири пирезиденти доналд трамп илгири елан қилған байанатида, мушу айниң ахирлири йапонийәдә чақирилидиған 20 дөләт гуруһи башлиқлар йиғинида, русийә пирезиденти виладимир путин билән бир йәргә җәм болушни күтүватқанлиқини әскәрткәниди.

русийә пирезиденти виладимир путин өткән һәптә бу һәқтә елан қилған байанатида, мундақ дегәниди: «мәнтиқилиқ тәсәввурниң һаман бир күни ғалиб келидиғанлиқини үмид қилимиз. биз америкилиқ һәмраһлиримизниму өз ичигә алған барлиқ иттипақдашлиримиз билән йеқинда чақирилидиған 20 дөләт гуруһи башлиқлар йиғини даирисидә пайдилиқ қарарларни чиқириш пурситигә еришишимизни, иқтисадий саһәләдә һәмкарлиқ орнитиш үчүн зөрүр болған шәрт – шараитларни һазирлиаш имканийити йаритишимизни үмид қилимиз.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر