бәсрә қолтуқида америка авиатсийә ширкәтлиригә тәвә айропиланларниң учуши чәкләнди

бәсрә вә умман қолтуқидики иранға тәвә һава тәвәликидә америка авиатсийә ширкәтлиригә тәвә айропиланларниң учуши чәклигәнди.

1222775
бәсрә қолтуқида  америка авиатсийә ширкәтлиригә тәвә айропиланларниң учуши чәкләнди

түркийә авази радийоси хәвири: америка қошма иштатлири федратип авиатсийә ширкити иранниң американиң бир учқучисиз күрәшчи айропиланини етип чүшүрүветишидин кейин, бәсрә вә умман қолтуқидики иранға тәвә һава тәвәликидә америка авиатсийә ширкәтлириниң айропиланлириниң учушини чәклигәнликини билдүрди.

америка қошма иштатлири федратип авиатсийә ширкити тәрипидин елан қилинған байанатта , бәсрә вә умман қолтуқиниң вәзийитиниң кәскинлишиватқанлиқи қәйт қилинди.

байанатта америкаға тәвә учқучисиз күрәшчи айропилан етип чүшүрүлгән әснада районда  башқа йолучилар айропиланлириниңму барлиқини билдүргән америка қошма иштатлири федратип авиатсийә ширкити, бәсрә вә умман қолтуқиниң вәзийитиниң кәскинлишип кетишидин әндишә қилиниватқанлиқини билдүрди.

иран инқилаб муһапизәтчилири армийәси түнүгүн әтигәндә умман қолтуқи бойиға җайлашқан һурмузган вилайитигә қарашлиқ куһмубарәк саһилида «иран һава тәвәликигә бесип киргән»америка һава армийәсигә тәвә « RQ-4 Global Hawk » типлиқ учқучисиз күрәшчи айропиланниң ракетамийот арқилиқ етип чүшүрүветилгәнликини уқтурғаниди.

америка армийә қоманданлиқ баш иштаби бу вәқәни муәййәнләштүргән болсиму, лекин  « RQ-4 Global Hawk » типлиқ учқучисиз күрәшчи айропиланниң хәлқара һава тәвәликидә чүшүп кәткәнликини билдүргәниди.

 

 


خەتكۈچ: #америка

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر