бәшшар әсәд күчлириниң идлибкә қаратқан һуҗумлири давамлашмақта

сүрийәдә бәшшар әсәд күчлириниң идлибтә сүркилишни азайтиш райониға җайлашқан пуқрави олтурақ мәһәллилиригә қилған һава һуҗумлирида бир пуқра һайатидин айрилди.

1221360
бәшшар әсәд күчлириниң идлибкә қаратқан һуҗумлири давамлашмақта

түркийә авази радийоси хәвири: пуқрави қоғдиниш мәнбәлириниң билдүрүшичә, бәшшар әсәд күчлири идлибтики сүркилишни азайтиш райониға җайлашқан идлиб вилайитиниң җәнубидики хан шәйхун наһийәси билән кәфәр баттиһ йезисиға, шәһәр мәркизиниң шәрқидики санаәт райониға вә һама вилайитиниң шималий қисмиға җайлашқан кәфәр зита һәм латаминә наһийәлириг вә закат йезисиға һава һәм қуруқлуқтин һуҗум қилған, һуҗумларда  бир пуқра һайатидин айрилған, бәш пуқра йариланған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر