трамп иранға йәнә бир қетим тәһдит салди

америка қошма иштатлири пирезиденти доналд трамп иранға йәнә бир қетим тәһдит селип, «әгәр җәң қилишни халиса, бу иранниң рәсмий вәйран болуши болиду» деди.

1204324
трамп иранға йәнә бир қетим тәһдит салди

түркийә авази радийоси хәвири: пирезидент доналд трамп тивиттер адресида иран билән болған сүркилишни йәниму еғирлаштуруветидиған шәкилдә  учур тарқитип, «әгәр җәң қилишни халиса, бу иранниң рәсмий вәйран болуши болиду. иккинчи америка қошма иштатлириға қәтий тәһдит салма!» деди.

2018 – йили 8 – майда , 2015– йили имзаланған йадро келишимидин чекинип чиққанлиқини елан қилған, арқидин теһран даирилириниң нефит експортини чөридигән һалда ембарго йүргүзгән трамп даирилири, өткән ай иран инқилаб муһапизәтчилири қисимлирини «чәт әл террорлуқ тәшкилатлири» тизимликигә киргүзгәниди.

иран пирезиденти һәсән руһаниму америкиниң ембаргосиға қарши 8 – майда дөлитиниң йадро паалийәтлириниң бир қисмини қайтидин башлиғанлиқини вә келишимниң тәрәплиригә иранниң мәнпәәтлирини қоғдайдиған шәкилдә тәдбирләрни йолға қойуши үчүн 60 күн мөһләт беридиғанлиқини уқтурғаниди.

америка, йеқинда иран тәрипидин келиш еһтимали болған хәвпләргә тақабил туруш мәқситидә USS абраһам линколн намлиқ авийаматкиси һуҗумчилар әтрити билән 4 йадро қорали елип йүрүш иқтидариға игә б-52 типлиқ бомбардиманчи айропиландин тәшкил тапқан бомбардиманчилар әтритини бәсрә қолтуқиға әвәткәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر