трамп ақсарайда иптар зийапити бәрди

америка қошма иштатлири пирезиденти доналд трамп рамизан ейи мунасивити билән ақсарайда иптар зийапити бәрди.

1200664
трамп ақсарайда иптар зийапити бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: ақсарайда берилгән иптар зийапитигә, мусулман дөләтләрниң америка қошма иштатлириниң пайтәхти вашингтонда турушлуқ дипломатик вакаләтханилириниң вәкиллири қатнашти.

иптар зийапитигә түркийәгә вакалитән түркийәниң вашингтонда турушлуқ баш әлчиси сәрдар қилич иштирак қилди.

америка қошма иштатлири пирезиденти доналд трамп иптар зийапити һарписида қилған сөзидә, рамизан ейиниң пүткүл мусулманлар үчүн бир гәвдиләштүрүш ролини ойнайдиған интайин қиммәтлик байлиқ икәнликини тәкитләп мундақ деди: «пүткүл дунйадики мусулманлар рамизан ейини шад – хурамлиқ ичидә өткүзүватқан бүгүнкидәк әһмийәтлик бир күндә ақсарайда берилгән иптар зийапитигә саһибханилиқ қилиш маңа нисбәтән интайин шәрәплик иштур.»

америка қошма иштатлириниң сабиқ пирезидентлиридин җорҗ буш, бил клинтон вә барак обама дәвирлирини өз ичигә алған 2016 – йилғичә тәхминән 20 йил җәрйанида ақсарайда әнәниви иптар зийапәтлири бериләтти.

доналд трамп  һакимийәт бешиға чиққан дәсләпки айларда мусулманларға виза чәклимиси қойуш қатарлиқ паалийәтлири билән һәм америка қошма иштатлирида һәмдә хәлқара җәмийәттә қаттиқ наразилиққа дуч кәлгәниди.

2017 – йили 20 – йанвар күни ақсарайда вәзипә өтәшкә башлиған вә тунҗи йил иптар зийапити бәргән трамп, пирезидент сүпитидә тунҗи иптар зийапитини бултур бәргәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر