һиндунезийәдә рамизанда берилидиған қошумчә мааш һәммәйләнни хушал қилмақта

һиндунезийәдә һәр йили рамизан ейида мәхсус тарқитилидиған қошумчә мааш хадимларниң аилилирини шатлиққа чөмдүрмәктә.

1199360
һиндунезийәдә рамизанда берилидиған қошумчә мааш һәммәйләнни хушал қилмақта

 

түркийә авази радийоси хәвири: һиндунезийәдә аилә бирликигә әһмийәт беридилиған вә әң узун тәтил мәзгили һесаблинидиған роза һейтта барлиқ хадимларниң һейтлиқ паалийәтлиригә һәссә қошуш мәқситидә бир мааш қошуп берилиду.

хадимлар роза һейттин илгири йүртлириға бериш хираҗәтлири вә һәдийә сетивелиш ишлирида чоң қолайлиқ йаритип бериватқан қошумчә һейтлиқ маашни һәр йили һайаҗан билән күтиду.

рамизан ейи үчүн диний байрам мааши сүпитидә йиллиқ 13мааш дәпму билинидиған қошумчә маашни барлиқ ширкәтләр хадимлириға мәҗбурий өтәйду.

роза һейт әнәнилиридин бирсигә айланған вә йәрлик тилда «мудик» дәпму атилидиған өйгә қайтиш сәпири җәрйанида, айропилан, пойиз вә аптобус беләтлири бурунла түгәп кетиштин башқа йәнә, чоң қатнаш йоллиридиму келометирләргичә узун аптомубил өчирәтлири шәкиллиниду.  

һиндунезийә 260 милйонлуқ нопуси билән дунйа бойичә нопуси әң көп 4дөләт болуп, ислам дөләтлири арисида нопуси әң көп 1 - мусулман дөлити һесаблиниду.

һиндунезийә нопусиниң %87 мусулман, %10 хиристийан, %1.7 һинду вә %1.3 башқа динларға мәнсуп кишиләрдин тәркип тапиду. 

 

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر