малайшийа баш минситири хитай билән техиму күчлүк мунасивәт орнитишни халайдиғанлиқини билдүрди

малайшийа баш министири маһатһир муһәммәд малайшийа-хитай мунасивәтлири үстидә тохталди.

1187865
малайшийа баш минситири хитай билән техиму күчлүк мунасивәт орнитишни халайдиғанлиқини билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: малайшийа баш министири маһатһир муһәммәд, малайшийаниң хитайниң шәрқий җәнубий асийадики сода мәркизи болалайдиған алаһидиликкә игә икәнликини билдүрди.

хитайни зийарәт қилиштин илгири шинхуа хәвәр агентлиқиниң зийаритини қобул қилған баш министир маһатһир, малайшийа-хитай мунасивәтлири үстидә тохталди.

маһатһир баш минситир болғандин буйан иккинчи қетим хитайни зийарәт қилишиниң сәвәбиниң икки дөләт мунасивәтлирини техиму күчәйтиш икәнликини билдүрди.

баш министир маһатһир хитайниң районлуқ сийасити тоғрулуқ көз қаришини бейҗиңда чақирилидиған «бир бәлбағ вә бир йол»мунбиридә оттуриға қойидиғанлиқини әскәртти.

«бир бәлбағ вә бир йол»истратегийәсиниң район дөләтлиригә пайда елип келидиғанлиқини ейтқан маһатһир: бу истратегийә түрткисидә нурғун парахот малайшийа билән шәрқий җәнубий асийа арилиқида қатнийалайду, шундақла хитай билән район дөләтлири оттурисидики сода техиму тәрәққий қилиду, деди.

маһатһир, малайшийа билән хитайниң хәлқара содиниң раваҗлинишида муһим рол ойнап келиватқанлиқини әскәртип мундақ деди: «хитай билән йавропаниң дәл оттурисида малайшийа бар, шуңа малайшийа хитайдин кәлгән сода маллири җәнубий асийа дөләтләр бирлики райониға тарқилидиған мәркәз болалиши мумкин. охшашла йавропадин кәлгән сода мәһсулатлириму дәсләп малайшийаға келип арқидин хитай вә башқа дөләтләргә тарқалса болиду, малайшийа хитайниң шәрқий җәнубий асийадики сода мәркизи болалайдиған алаһидиликкә игә.»

малайшийаниң хитайниң тәрәққийат әндизисини өлгә қилғанлиқини ейтқан маһатһир:  хитай бизгә йахши үлгә болалайду, тәрәққийат саһәсидә хитайдин нурғун нәрсә өгинәләймиз, деди.

маһатһир төт күнлүк хитай зийаритидә дөләт рәиси ши җинпиң вә баш министир ли кечийаң билән көрүшиду.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر