ирақта 3000 аилә йамғур түпәйли тарқақлаштурулди

ирақта йүз бәргән шиддәтлик һөл-йеғин түпәйли 3000 аилә бихәтәр җайға тарқақлаштурулди.

1182947
ирақта  3000 аилә йамғур түпәйли тарқақлаштурулди

түркийә авази радийоси хәвири: ирақта йүз бәргән шиддәтлик һөл-йеғин түпәйли өйлири су астида қалған 3000 аилә бихәтәр җайға тарқақлаштурулди.

ирақниң җәнубиға җайлашқан мәйсан вилайәтлик сақчи башқармиси башлиқи кәрим әл әсади, икки һәптидин буйан изчил давамлишиватқан йамғур түпәйли диҗлә дәрйаси бойидики бәзи җайларни су бесип кәткәнликини билдүрди.

әсади мәйсандики кәлкүн апитидә 3000 аилиниң аммиви мудапиә хадимлири тәрипидин бихәтәр җайға тарқақлаштурулғанлиқини ейтти.

бағдад һакимийити 1-апрелда шиддәтлик һөл-йеғин түпәйли кәлкүн йүз беришниң еһтималиниң барлиқини көздә тутуп, диҗлә дәрйаси кесип өтидиған бағдад, дийала, мусул вә васит вилайитидики аһалиләрни агаһландурди.

ирақниң шималидики районларда шиддәтлик һөл-йеғин нәтиҗисидә нурғун су амбири тешип кетиш хәвпигә дуч кәлгәнликтин еғизлири мәҗбурий ечиветилгәниди.


خەتكۈچ: #ирақ

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر