рийад: иран инқилаб муһапизәтчилириниң террорлуқ тәшкилатлири тизимликигә киргүзүлүшини қоллаймиз

сәуди әрәбистан, америка қошма иштатлирини иран инқилаб муһапизәтчилирини террорлуқ тәшкилати тизимликигә киргүзүш қарарини қоллайдиғанлиқини билдүрди.

1179948
рийад: иран инқилаб муһапизәтчилириниң террорлуқ тәшкилатлири тизимликигә киргүзүлүшини қоллаймиз

түркийә авази радийоси хәвири: сәуди әрәбистан рәсмий хәвәр агентлиқи – спаниң хәвәр қилишичә, ташқи ишлар министирлиқи америкиниң иран инқилаб муһапизәтчилирини террорлуқ тәшкилати тизимликигә киргүзүш қарари тоғрисида байанат бәргән.

мәзкур қарарға  «терроризмға қарши күрәштә әмәлий вә әстайидил ташланған бир қәдәм» дәп баһа берилгән байанатта, америкиниң бу қарари арқилиқ сәуди әрәбистанниң хәлқара җәмийәткә қилған «иран һимайисидики терроризмни етирап қилиш» чақириқиниң өз ипадисини тапқанлиқи әскәртилгән.

байанатта йәнә, хәлқара җәмийәт дунйаниң тинчлиқ вә бихәтәрликигә хәвп йәткүзүватқан иран инқилаб муһапизәтчилиригә қарши турушқа чақирилған.

америка пирезиденти доналд трамп түнүгүн иран инқилаб муһапизәтчилириниң америка қошма иштатлириниң чәт әл террорлуқ тәшкилатлири тизимликигә киргүзүлгәнликини уқтурғаниди.

ақсарай доналд трамп намидин байанат елан қилип, «иран инқилаб муһапизәтчилири иран һөкүмитиниң хәлқаралиқ терроризм долқуниға йетәкчилик қилиш вә иҗра қилиштики асаслиқ васитисидур» дегән ибариләргә орун бәргәниди.

иран дөләт хәвпсизлик кеңишиму америкиниң иран инқилаб муһапизәтчилирини террорлуқ тәшкилати тизимликигә киргүзүшигә инкас қайтуруп, америка армийәсини террорлуқ тәшкилатлири тизимликигә киргүзгәнликини елан қилғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر