идлибқа қилинған һава һөҗумида 10 пуқра өлди

сүрийәниң идлиб йирикчиликни төвәнлитиш райони даирисидики хәлқ олтурақ районлириға қилинған һава һуҗумлирида дәсләпки мәлуматларға қариғанда 10 пуқра һайатидин айрилған.

1169252
идлибқа қилинған һава һөҗумида 10 пуқра өлди

 

түркийә авази радийоси хәвири: идлибниң шималидики фуа вә кәфәрйа йезилири билән хан шәйхун райони әтрапи ахшамға йеқин еғир дәриҗидә бомбардиман қилинған.

хәлқни мудапиә қилиш әтритиниң билдүришичә, қойуқ бомбардиманға дуч кәлгән пуқралардин 28 киши йаридар болған.

 өктичиләргә тәвә көзитиш өйиму иҗтимаий таратқу һесабида, лазиқийәдики һимәймим һәрбий базисидин көтүрүлгән 5 русийә айропиланиниң идлибниң фуа вә кәфәрйа йезилири билән хан шәйхун наһийәси әтрапини бомбардиман қилғанлиқини билдүрди.

пуқраларни мудапиә қилиш әтриқи бина харабилири астидин инсанларни издәп қутқузуш хизмәтлирини давамлаштурмақта.

адәм өлүш вә йаридар болуш нисбитиниң ешип кетишидин әндишә қилинмақта.   



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر