әнглийә ички ишлар министирлиқи инҗилниң интиқам, өлүм, вә зораванлиққа толғанлиқини билдүрди

бир иранлиқниң әнглийәдин панаһлиқ теләш үчүн хиристийанлиқниң тинчлиқ дини икәнликини илгири сүриши, униң панаһлиқ илтимасиниң рәт қилинишға сәвәб болди.

1167749
әнглийә ички ишлар министирлиқи инҗилниң интиқам, өлүм, вә зораванлиққа толғанлиқини билдүрди

 

түркийә авази радийоси хәвири: әнглийәдә тинчлиқпәрвәр дин икәнликини илгири сүрүп, хиристийан болған бир иранлиқниң панаһлиқ илтимаси әнглийә ички ишлар министирлиқи тәрипидин «инҗил интиқам, өлүм, вәйранчилиқ вә зораванлиққа толған бир китаб торса» дегән сәвәб билән рәт қилинди.

«Independent» гезитиниң хәвиригә асасланғанда, исми ашкариланмиған бир иранлиқ панаһланғучи хиристийанлиқниң тинчлиқпәрвәр дин икәнликини, шуңа хиристийанлиқни таллиғанлиқини билдүрүп, 2016йилида панаһлиқ илтимаси сунған. әнглийә ички ишлар министирлиқи болса, инҗилниң интиқам, өлүм, вәйранчилиқ вә зораванлиққа толған бир китаб икәнликини илгири сүрүп униң илтимасини рәт қилған.

әнглийә ички ишлар министирлиқи илтимасни рәт қилишниң сәвәби сүпитидә инҗилниң зораванлиқни өз ичигә алған сөзлирини мисал кәлтүргән.

ички ишлар министирлиқи бу мисаллар арисида, инҗил матта 10 да орун алған һәзрәти иса әләйһиссаламниң «мени йәр йүзигә аманлиқ елип кәлгән дәп ойлап қалмаңлар» дегән сөзи билән инҗил лавиләр 26 дики «дүшмәнлириңлар қиличниң зәрбиси билән алдиңларда йәр чишлитилиду» дегән сөзлири тәрәпкә алаһидә диққәтни тартқан.   

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر