америка русийәни әйибләп байанат елан қилди

америка ташқи ишлар министирлиқи муавин байанатчиси роберт палладино идлибкә һуҗум қозғиған русийәни әйибләп байанат елан қилди.

1163821
америка русийәни әйибләп байанат елан қилди

түркийә авази радийоси хәвири: америка ташқи ишлар минситирлиқи идлиб райониниң вәзийитиниң кәскинлишип кетишигә русийә билән бәшшар әсәдниң сәвәб болғанлиқини билдүрди.

америка ташқи ишлар министирлиқи тәрипидин бу һәқтә елан қилинған байанатта мундақ дейилди: « русийә вә бәшшар әсәд қисимлири қуруқлуқ вә һавадин идлибкә һуҗум қозғимақта, нәтиҗидә идлибниң вәзийити техиму кәсинләшмәктә, биз идлибниң вәзийитини әндишә ичидә көзәтмәктимиз. »

америка ташқи ишлар министирлиқи муавин байанатчиси роберт палладино, идлибниң нөвәттики вәзийити үстидә байанат елан қилди.

байанатта мундақ дейилди: « русийә идлибтики террорчиларни һуҗум нишани қилғанлиқини дәватиду, бирақ русларниң һуҗумлирида террорчилардин бәкрәк бигунаһ кишиләр өлүп кәтти, һәтта идлибтә вәзипә өтәватқан йардәм әтрити хадимлириму һайатидин айрилди, йәрлик хәлқ вә көчмәнләр һуҗум нишани қилинған бу вәһший һуҗумларға дәрһал хатимә берилиши керәк.»

америка һөкүмитиниң идлибниң вәзийитини йеқиндин көзитиватқанлиқини ейтқан палладино, 2018-йили сентәбирдә түркийә билән русийә идлибтә оқ чиқиришни тохтитиш келишими имзалиғаниди, бирақ русийә шималий һама вә җәнубий идлибқа йәнә һуҗум қозғиди, бу районлардики барлиқ зийанларниң җавабкари русийәдур, деди.

русийә билән әсәд һакимийитини районда тоқунушни пәсәйтиш тоғролуқ бәргән вәдилирини ишқа ашурушқа чақирған америка ташқи ишлар министирлиқи муавин байанатчиси палладино, сүрийәниң бәзи районлириға тез сүрәттә йардәм буйумлири әвәтилиши керәкликини әскәртти.

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң иранниң пайтәхти теһранда 2018-йили 7-сентәбирдә чақирилған алий рәһбәрләр йиғинида оттуриға қойған тәклип лайиһәсигә қарита, әрдоған билән путин 2018-йили 17-сентәбирдә русийәниң сочи шәһиридә идлибтә оқ чиқиришни тохтитиш келишимини қоғдап қелиш үчүн йәнә бир қатар қошумчә тәдбирләрни елиш мәсилисидиму келишкәниди.

икки рәһбәрниң келишкини бойичә, идлибтә қораллардин халий район қурулди, 2018-йили 10-өктәбирдә өктичиләр  бу райондин чекинип чиқти.

сочи келишимидин кейин, русийә билән әсәд қисимлири бир мәзгил идлибкә һуҗум қилмиди, шундақла идлибни ташлап кәткән тәхминән 80 миң киши йуртиға қайтип кәлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر