сәуди әрәбистан йәмән чеграсиға запас қисим әвәтти

сәуди әрәбистан дөләт мудапиә министирлиқи йәмән чеграсиға запас қисим әвәтилгәнликини елан қилди.

1121053
сәуди әрәбистан йәмән чеграсиға запас қисим әвәтти

түркийә авази радийоси хәвири: сәуди әрәбистан дөләт мудапиә министирлиқиниң твиттер бетидә йәмән чеграсиға запас қисим әвәтилгәнлики тоғрисида байанат елан қилинди. байанатта, сәуди әрәбистанниң җәнубий чеграсини қоғдаватқан қисимларға қетилиш мәқситидә запас қисимларниң йолға чиққанлиқи әскәртилди.

байанатта, танкиларни елип маңған аптомобилларниң фотографлири тарқитилди.

сәуди әрәбистан башчилиқидики бирләшмә қисим 2015-йилидин тартип йәмәндә һусийларға қарши һөкүмәт қисимлирини қоллап кәлмәктә. йәмәндики ички уруш сәвәбидин сәуди әрәбистан-йәмән чеграсида һәр күни дегүдәк һусийлар билән тоқунушлар йүз бериду.

һусийлар сәуди әрәбистанниң охшимиған җайлириға балистик башқурулидиған бомба билән һуҗум қиливатқан болуп, йәмән земинидин етилған бу бомбиларниң көпинчиси сәуди әрәбистан һава қалқан системилири тәрипидин пачақлап ташланди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر