зариф: тәһдит тәһдитни туғдуриду

иран ташқи ишлар министири муһәммәд җәвад зариф америка қошма иштатлири дипломатийә министири майк помпейоға җаваб берип, «тәһдит тәһдитни туғдуриду» деди.

1119312
зариф: тәһдит тәһдитни туғдуриду

түркийә авази радийоси хәвири: зариф аммиви ортақлишиш тор бетидики сәһиписидә елан қилған байанатида, америка қошма иштатлири ташқи ишлар министири майк помпейониң иранниң алдимиздики  айларда 3 данә аләм кемиси қойуп беришни пиланлаватқанлиқиға алақидар сөзлири тоғрулуқ тохтилип,  иранниң аләм кемиси қойуп бериш вә башқурулидиған бомба синақ қилиш паалийәтлириниң бирләшкән дөләтләр тәшкилати хәвпсизлик кеңишиниң 2231 – номурлуқ қарариға зит әмәсликини тәкитләп мундақ деди: «әслидә америка қошма иштатлири бирләшкән дөләтләр тәшкилати хәвпсизлик кеңишиниң 2231 – номурлуқ қарарини дәпсәндә қилмақта, шуңа америкиниң бу һәқтә башқиларға тәвсийәдә болушқа салаһийити тошмайду. америка қошма иштатлириға шу һәқиқәтни хатирилитип өтмәкчимән؛ биринчиси, бирләшкән дөләтләр тәшкилати хәвпсизлик кеңишиниң 1919 – номурлуқ қарари өлүктур, иккинчиси, тәһдит тәһдитни туғдуриду, мәдәнийәтлик болуш болса мәнийәтлик болушни туғдуриду.»

америка қошма иштатлири ташқи ишлар министири майк помпейо иранниң алдимиздики айларда аләм кемиси қойуп беришни пиланлаватқанлиқиға алақидар йазма байанатида, бу аләм кемилиридә ишлитилидиған технологийәниң қитәләр ара башқурулидиған бомба технологийәси билән охшаш икәнликини илгири сүргән,  буниңға хатимә бәрмигән тәқдирдә, техиму күчлүк вә йәниму еғир иқтисадий һәм дипломатик ембарголарниң йүргүзүлидиғанлиқи билән теһран һөкүмитигә тәһдит салғаниди. шуниң билән бир вақитта, иранниң башқурулидиған бомба системилирини тәрәққий қилдуридиғанлиқини дәва қилиш билән биргә, америка қошма иштатлири, германийә, фирансийә вә әнглийә қатарлиқ дөләтләрниң, «иранниң бу паалийәтлири бирләшкән дөләтләр тәшкилати хәвпсизлик кеңишиниң 2231 – номурлуқ қарарини дәпсәндә қилғанлиқ болиду» дәп қарайдиғанлиқини тәкитләп мундақ дегәниди: «теһран һөкүмитиниң хәлқаралиқ бихәтәрликкә тәһдит селишиға йол қойалмаймиз.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر