тәтқиқатчилар, айалларниң әрләргә қариғанда узун өмүр көрүшиниң сирини оттуриға қойди

пән – тәтқиқатчилар, айалларниң әрләргә қариғанда узун өмүр көрүш сәвәбиниң җинсий (әр – айаллиқ) хиромосомаларни арқа көрүнүш қилидиғанлиқини оттуриға қойди.

1109802
тәтқиқатчилар, айалларниң әрләргә қариғанда узун өмүр көрүшиниң сирини оттуриға қойди

түркийә авази радийоси хәвири: дунйа сәһийә тәшкилатиниң истатистикилириға қариғанда, нөвәттә инсанларниң оттуричә өмүр көрүш муддити 71 йил икән.

африқидики әң намрат дөләтләрдин тартип йавропа әң бай дөләтлиригичә болған дунйаниң һәммила йеридә айаллар әрләргә қариғанда узун өмүр көридикән.

илим – пән тәтқиқатчилириниң тәкшүрүшигә асасланғанда, бундақ болушниң сәвәби әрләрниң әслидинла хәвпкә тәвәккүл қилишқа, семизликкә, һарақ ичиш, тамака чекиш вә зәһәрлик чекимлик истемал қилишқа бәкрәк майил болуши билән мунасивәтлик икән.

тәкшүрүш нәтиҗисигә қариғанда, әр Y хиромосомаси һайатий әһмийәткә игә һечқандақ бир генни өз ичигә алмайдикән, әмма, айал X хиромосомаси болса, һәм айалларниң һәм әрләрниң һайати үчүн һалқилиқ әһмийәткә игә икән.

(хиромосома: һүҗәйрә йадросида болидиған һәм бойақлар билән бойилидиған йипсиман йаки тайақсиман тәнчә . һүҗәйрә бөлүнгәндә , уни көзәткили болиду .)



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر