страсбургда йүз бәргән һуҗумниң җавабкарлиқини даеш өз үстигә алди

фирансийәниң страсбург шәһиридә сәйшәнбә күни кәчтә ноел саһәсини қанға бойиған һуҗумниң җавабкарлиқини террорлуқ тәшкилати даеш өз үстигә алди.

1106762
страсбургда йүз бәргән һуҗумниң җавабкарлиқини даеш өз үстигә алди

түркийә авази радийоси хәвири: фирансийә ахбарат васитилири, һуҗумниң җавабкари дәп қариливатқан 29 йашлиқ чериф чеккатниң, сақчиларниң шәһәрдики лазарәт кочисида елип барған тәкшүрүши җәрйанда өлтүрүлгәнликини, униң қиз қериндишииниң түнүгүн пайтәхт парижда қолға елинғанлиқини хәвәр қилғаниди.

страсбург шәһириниң әң муһим мәйданлиридин бири болған пилайс клебердики ноел базириға йеқин бир районда сәйшәнбә күни кәчтә қораллиқ һуҗум йүз бәргән, һуҗумдин кейин зораванниң қачқанлиқи билдүрүлгәниди.

париж тәптиш әмәлдари реми һетиз, һуҗумда 3 кишиниң һайатидин айрилғанлиқини, 6 си еғир 12 кишиниң йариланғанлиқини уқтурған, зораванниң сақчилар из қоғлаватқан 29 йашлиқ чериф икәнликини, гумандарниң илгириму , фирансийә, германийә вә шивейтсарийәдә оғрилиқ в басқунчилиқ җинайәтлири билән әйиблинип, сот мәһкимилири тәрипидин уда 27 қетим җазаландурулғанлиқиини қәйт қилғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر