маттис чеграға орунлаштурулған әскәрләрниң қолида қорал йоқлуқини ейтти

америка дөләт мудапиә министири маттис көчмәнләр карвинини тосуш үчүн чеграға орунлаштурулған әскәрләрниң қолида қорал йоқлуқини ейтқанлиқи билдүрүлди.

1093225
маттис чеграға орунлаштурулған әскәрләрниң қолида қорал йоқлуқини ейтти

түркийә авази радийоси хәвири: америка дөләт мудапиә министири җеймис маттис оттура америкадин америка қошма иштатлириға бармақчи болған көчмәнләр каривинини тосуш үчүн чеәраға орунлаштурулған әскәрләрниң қоралсиз икәнликини билдүрди.

б б с (BBC) ниң хәвиридә көрситилишичә, маттис мухбирларға бәргән байанатида: «чеградики әскәрләрниң қолида қорал йоқ. уларға йүз бериш еһтимали болған хәтәрләргә қарши чеградики хадимлиримизни қоғдаш тоғрисида йолйуруқ бәрдим» дегән.

у сөзидә, чегра қоғдаш хадимлириға һуҗум қилиш еһтималиға қарши әскәрләрниң у йәргә орунлишиши керәкликини билдүргән.

б д т (бирләшкән дөләтләр тәшкилати) оттура америкадин америка қошма иштатлириға бериш үчүн сәпәргә атланған көчмәнләр карвиниға 7 миңдин артуқ кишиниң қетилғанлиқини, буларниң арисида 2 миң 300 кичик балиниң барлиқини тәхмин қилмақта.

америка пирезиденти доналд трамп дөләт мудапиә министирлиқи (бәш бурҗәклик бина, пентагон) дин чеграға әскәр орунлаштурушни тәләп қилған иди.

көчмән карвиниға қарши әвәтилгән әскәрләрниң 15-декабир чекинидиғанлиқи елан қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر